түркийәниң б д т да турушлуқ вәкили: түркийәниң террорлуқ тәшкилатлириға қарши күриши давамлишиду

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили баш әлчи сәдат өнал түркийәниң террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришиниң үзлүксиз давамлишидиғанлиқини ейтти.

1964491
түркийәниң б д т да турушлуқ вәкили: түркийәниң террорлуқ тәшкилатлириға қарши күриши давамлишиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили баш әлчи сәдат өнал түркийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г, даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришиниң үзлүксиз давамлишидиғанлиқини тәкитлиди.

өнал бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә өткүзүлгән «сүрийә мәсилиси» темилиқ йиғинда қилған сөзидә, сүрийәдә тоқунушларниң 13 – йилиға қәдәм қойғанлиқини, сүрийә хәлқиниң уруш вә өй – маканлиридин айрилип қелиш вәйранчилиқи түпәйли азаб  - оқубәт ичидә йашашқа мәҗбур болуватқанлиқини қәйт қилди.

у 6 – феврал күни қаһраманмарашни мәркәз қилған түркийәниң 11  вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апитидин бурунму сүрийәдики инсаний тирагедийәниң толиму хәвплик икәнликини тәкитләп мундақ деди: «йәр тәврәш апәтлири еғир әһвални техиму йаманлаштуруп, кишиләрниң еһтийаҗини һалқилиқ һалға кәлтүрди. бу әһвал бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң чегра һалқиған инсанпәрвәрлик йардәмлириниң үзлүксиз давамлишишини техиму муһим қилди.»

өнал сүрийәдә давамлишиватқан киризисқа сүкүт қилишниң қәтий мумкин әмәсликини, сийасий мусапини җанландуруш керәкликини ейтти.

у  панаһлиқ тилигүчиләргә өз йуртиға бихәтәр, ихтийарий йосунда вә иззәт – һөрмитигә риайә қилған асаста қайтиш шараити йаритип беришниң киризисқа үзүл - кесил һәл қилиш чариси тепиш тиришчанлиқиниң муһим бир қисми болуши керәкликини әскәртип мундақ деди: «бу пүткүл хәлқара җәмийәтниң ортақ мәсулийитидур.»

баш әлчи өнал сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «түркийә сүрийәниң сийасий вә земин пүтүнлүкигә изчил һөрмәт қилип кәлмәктә. йәнә бир тәрәптин, дөлитимизниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г, даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күриши таки уларниң пәскәш пиланлири үзүл - кесил битчит қилинғанға қәдәр үзлүксиз давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر