апәткә учриғучилар үчүн хәлқара ианә қилғучилар конферанси өткүзүлидиған болди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу 6 - феврал қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәшкә мунасивәтлик 20 - март дүшәнбә күни апәткә учриғучилар үчүн хәлқара ианә қилғучилар конферанси йиғини өткүзүлидиғанлиқини ейтти.

1958315
апәткә учриғучилар үчүн хәлқара ианә қилғучилар конферанси өткүзүлидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу, санаәт вә техника министири мустапа варанк, хәзинә вә малийә министири нурәддин нәбати билән биргә малатйа санаәт районида өткүзгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

министир чавушоғлу апәткә учриғучилар үчүн хәлқаралиқ ианә қилғучилар конферанси йиғини өткүзүлидиғанлиқини билдүрүп, «бу йиғин йавропа иттипақи вә йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси шивитсийәниң ортақ тәшәббуси билән  20 - март дүшәнбә күни өткүзүлиду. җумһур рәисимиз йиғинға  синлиқ улиниш арқилиқ қатнишиду» деди.

чавушоғлу йиғинға йавропа иттипақиға әза дөләтләрла әмәс, охшимиған дөләтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларниңму тәклип қилинидиғанлиқини тәкитләп, өзиниңму йиғинда зөрүр болған мәлуматларни беридиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر