йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 39 миң 672 гә йәтти

6 – феврал мәйданға келип 11 вилайәткә тәсир көрсәткән қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәшләрдә қаза қилғанлар сани 39 миң 672 гә йәтти.

1948002
йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани  39 миң 672 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлу түнүгүн байанат берип, апәтниң 12 – күнидә қаза қилғанлар саниниң 39 миң 672 гә, йариланғанлар саниниң 108 миң 68 гә йәткәнликини билдүрди.

у, йәр тәврәшниң зәрбисигә учриған районлардики издәш – қутқузуш елип берилған бина саниниң 20 миңдин артуқ икәнликини билдүрди.

министир сойлу байанатида йәнә, издәш – қутқузуш хизмәтлириниң көрүнәрлик дәриҗидә ахирлашқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر