түркийәдики йәр тәврәш апитидә қаза қилғанлар сани 36 миң 187 гә йәтти

6 – феврал күни қаһраманмарашта йүз бәргән вә түркийәниң 11 вилайитигә еғир талапәтләрни йәткүзгән 7.7, 7.6 баллиқ йәр тәврәш апитидә қаза қилғанлар сани 36 миң 187 гә йәтти.

1947221
түркийәдики йәр тәврәш апитидә қаза қилғанлар сани 36 миң 187 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи қаһраманмарашни мәркәз қилип йүз бәргән вә түркийәниң 11вилайитигә тәсир көрсәткән йәр тәврәш апитидә 36 миң 187 кишиниң қаза қилғанлиқини, 108 миң 68 кишиниң йариланғанлиқини җакарлиди.

игилинишичә, апәт районлирида издәш - қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر