чавушоғлу әнвәр ибраһим, замбрй абдулқадир вә җосеп боррел қатарлиқлар билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, әнвәр ибраһим, замбрй абдулқадир вә җосеп боррел қатарлиқлар билән телефонлашти.

1946609
чавушоғлу әнвәр ибраһим, замбрй абдулқадир вә җосеп боррел қатарлиқлар билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, малайшийа баш министири әнвәр ибраһим, малайшийа ташқи ишлар министири замбрй абдулқадир вә йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел қатарлиқлар билән телефон сөһбити өткүзди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, чавушоғлуниң түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшләр мунасивити билән әнвәр ибраһим, замбрй вә җосеп боррел қатарлиқ чәт әл дөләт әрбаблири билән телефон сөһбити өткүзгәнликини уқтурди.

чавушоғлуниң боррел билән өткүзгән телефон сөһбитидә, түркийәдә мәйданға кәлгән йәр тәврәшләрниң тәсиригә чуриған районларниң вәзийити вә қилинған йардәмләр һәққидә пикир алмаштурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر