түркийә шивитсийәни түркийәгә қарши тәтүр тәшвиқатларға йол қойғанлиқи үчүн қаттиқ әйиблиди

түркийә шивитсийәниң пайтәхти стокһолмда бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к ға тәвә гуруппиларниң түркийәгә қарши тәтүр тәшвиқат һәрикити елип беришиға йол қойғанлиқини қаттиқ әйиблиди.

1936108
түркийә шивитсийәни түркийәгә қарши тәтүр тәшвиқатларға йол қойғанлиқи үчүн қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ташқи ишлар министирлиқи шивитсийәдә п к к ға қарашлиқ гуруппилар тәшкиллигән намайиш һәққидә байанат елан қилди.

байанатта, шивитсийәниң пайтәхти стокһолмда қуранға қилинған пәскәшләрчә һуҗумға йол қойулғандин кейин, арқидинла башланған түркийәгә қарши намайишқа наразилиқ билдүрүлди.

байанатта, «бу қетим шәһәр мәркизидә п к к ға тәвә гуруппилар тәрипидин дөлитимизгә қарши тәтүр тәшвиқат һәрикити елип берилишиға йол қойулғанлиқини әң күчлүк әйибләймиз» дейилди һәмдә бу һәрикәтниң терорлуқ тәшкилатлириниң тәтүр тәшвиқатлирини тосушқа даир шивитсийәму имза қойған үч тәрәп әһдинамисиға учуқ ашкара хилаплиқ қилғанлиқ болғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, «үч тәрәп әһдинамисидики вәдиләргә садиқ икәнликини җакарлаш билән бу вәдиләрни орундаш иккиси айрим-айрим икки мәсилидур. шивитсийәниң үч тәрәп әһдинамисидики вәдилиригә бинаән болупму терорлуққа қарши күрәш җәһәттә  қуруқ гәптин бәкрәк конкрет вә үнүмлүк қәдәмләрни ташлишини үмид қилидиғанлиқимизни тәкитләймиз» дейилди.

данийәлик ашқун оңчи тар йөнилишлик партийә (Stram Kurs) ниң рәһбири расмус палудан түркийәниң стокһолимдики баш әлчиханиси йенида қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчиликидә болған иди.

арқидинла п к к/й п г ниң қоллиғучилири пайтәхт стокһолмниң норра банторгет мәйданиға йиғилип, шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш җәрйанида түркийә билән түзгән әһдинамисини бикар қилишини тәләп қилған иди.

түркийә 28 - ийунда испанийәниң пайтәхити мадридтики шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинида әза болуш илтимаси сунған финландийә вә шивитсийәни вито қилған  иди.

террорлуқ тәшкилатлирини очуқ-ашкарә қоллаватқан бу икки дөләт кейин түркийә билән әһдинамә имзалиған болуп, түркийә әһдинамидики вәдиләрниң әмәлгә ашурулишини күтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر