анталйаниң 2023 – йиллиқ сайаһәт пәсли рекорт сәвийәдә башланди

дунйаниң муһим сайаһәт шәһәрлиридин бири болған анталйаға бу йил йанвар ейиниң дәсләпки 5 күни ичидә һава йоллири  арқилиқ 47 миң 380 сайаһәтчи кәлди.

1929361
анталйаниң 2023 – йиллиқ сайаһәт пәсли рекорт сәвийәдә башланди

түркийә авази радийоси хәвири: анталйа вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәт идарисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, анталйаға бу йил йанвар ейиниң дәсләпки 5 күни ичидә һава йоллири  арқилиқ 47 миң 380 сайаһәтчи кәлгән.

шуниң билән, бу йил 1 – йанвардин 5 – йанварғичә анталйаға кәлгән сайаһәтчиләр санида, бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 1.1, 2019 – йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда болса % 27.7 ешиш көрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر