әрдоған 2022 – йилидики хизмәтләрниң хуласисини 254 учур билән һәмбәһирлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тивиттер һесабатида һәмбәһирлигән 254 учур арқилиқ 2022 – йилида түркийәдә ишқа ашурулған хизмәтләр үстидә тохталди.

1926132
әрдоған 2022 – йилидики хизмәтләрниң хуласисини 254 учур билән һәмбәһирлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий алақә һесабатида һөкүмәтниң 2022 - йилдики хизмәтлирини хуласилиди.

әрдоған 2022 - йили дөләттә ишқа ашурулған  хизмәт вә лайиһәләрни 20 гә йеқин мавзу астида 254 учур билән чүшәндүрди  вә һәр бир учурға алаһидә рәсим ишләтти.

җумһур рәис әрдоған һәмбәһирлигән йүрүшлүк учурлар 2023 - йилиниң тунҗи минутиға қәдәр давамлашти.

әрдоғанниң учурида чанаққәлә ғәлбисигә символ қилинған саәт 19:15 чанаққәлә вә 1915 йили көврүкигә, җумһурийәтниң йүз йиллиқиға символ қилинған саәт 20:23  вә түркийәниң електиронлуқ аптомбили тогқа  һәмдә истанбулниң фәтиһ қилинғанлиқиниң 600 – йилиға символ қилинған саәт 20:53  вә түркийәниң тунҗи учқучисиз күрәшчи айропилани қизил алмиға алаһидә орун аҗратти.

җумһур рәис әрдоған һәмбәһирлигән учурлириниң барлиқ сүрәтлири орун алған бир синни кейин күндүздә «түркийә әсри» намлиқ нахша билән қошуп һәмбәһирлиди.

 

әрдоған: «пәқәт 2022 - йилидила қилған хизмәтлиримиз вә оттуриға қойған әсәрлиримизниң хуласисиму саәтләргә вә күнләргә патмайватиду… җумһурийитимизниң 100 - йилида иншааллаһ йәнә нурғун хизмәт вә лайиһәләр билән миллитимизниң һозурида болимиз. #түркийә әсрини һәммимиз бирликтә қәдәмму-қәдәм тарихқа йазимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر