сабиһа гөкчән айродуруми рекорт йаратти

истанбулдики сабиһа гөкчән айродурумида 24 – декабир күни чәт әлдин кәлгәк йолучилар сани 29 миң 162 кишигә йетип, тарихий рекорт йаритилди.

1924321
сабиһа гөкчән айродуруми рекорт йаратти
sabiha gokcen.jpg
sabiha gokcen.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: «ковид – 19» йуқуминиң тәсириниң йоқилишиға әгишип,  йеңи йиллиқ дәм елиш билән бирликтә хәлқара сайаһәткә болған еһтийаҗ күнсери йүксәк сәвийәгә йәтти.

йеңи йил дәм елишини түркийәдә йаки истанбул арқилиқ охшимиған дөләтләрдә өткүзмәкчи болғанлар, сабиһа гөкчән хәлқара айродурумидики ташқи линийә йолучилар санида тарихий рекорт йаритилишида муһим рол ойниди.

сабиһа гөкчән айродуруми ташқи линийәсидә, 24 – декабир (2022) күни чәт әлдин кәлгәк йолучилар сани 29 миң 162 кишигә, ташқи линийәдин чәт әлгә учқан йолучилар сани болса 26 миң 582 гә йәтти.

шуниң билән, 24-декабир ташқи линийә мулазимитидин бәһриман болған йолучилар сани 55 миң 744 кишигә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر