әрдоған хиристийан пуқраларниң рождества байримини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 24 - декабир рождества байрими мунасивити билән хиристийан пуқраларға тәбрикнамә елан қилди.

1923240
әрдоған хиристийан пуқраларниң рождества байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған хиристийан пуқраларниң рождества байримини тәбриклигән учурида: «биз тәвә болған мәдәнийәтниң қиммәт қаришилириға асасән, охшимиған дин вә мәдәнийәтләрниң мәвҗутлуқини байлиқ дәп қараймиз. миллитимизниң тинчлиқи вә бихәтәрликиниң шундақла иттипақлиқ вә баравәрликиниң асаси болған бу қаришимиз, бизниң кәлгүсидиму тинчлиқ ичидә бирликтә йашийалишимизни әмәлгә ашуридиған әң муһим күчимиздур. хиристийан пуқралиримизниң өз етиқадиға мас һалда тәбрикләйдиған рождества байриминиң иттипақлиқ муһитиниң тәрәққийатиға төһпә қошушини үмид қилимән. бу туйғу вә чүшәнчә билән пүткүл хиристийан дунйасини, болупму хиристийан пуқралиримизни йәнә бир қетим тәбрикләймән вә уларға йахши тиләкләрни тиләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر