ширнақта йәнә 3 террорчи бир тәрәп қилинди

ширнақта һава армийәсиниңму йардими астида елип берилған һәрбий һәрикәт давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси йәнә 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1914173
ширнақта йәнә 3 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, «әрән қамал қилиш күз – қиш 15» һәрбий һәрикити даирисидә, ширнақниң «габар теғи» районида һава армийәси билән бирликтә қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң йардимидә елип берилған бирләшмә һәрбий һәрикәт  давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси йәнә 3 террорчи, қорал – йарағлири билән бирликтә бир тәрәп қилинған.

ички ишлар министири сулайман сойлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дегән: «сәл кечикип қалди, әмма үнүмлүк болди. қораллиқ сақчи вә сақчи истихбаратлири, учқучисиз һава аппаратлири, атақ вә һава армийәмизниң йардимидә елип берилған һәрбий һәрикәт давамида, қораллиқ сақчи қисимлиримизниң тоқунуш саһәсидики қәһриманлиқи нәтиҗисидә, ширнақниң <габар теғи> районида йәнә 3 террорчи бир тәрәп қилинди. террорчилар үзүл – кесил йоқилидиған вақит йетип келишкә аз қалди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر