әрдоған әлийев билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән телефонда көрүшти.

1901447
әрдоған әлийев билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидент мәһкимисиниң билдүрүшичә, әлийев, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилип, түркийәниң миллий аптомобили тогг завутиниң ишқа кириштүрүлүши мунасивити билән әрдоғанни тәбриклигән, һәмдә буниң түркийәниң санаәт саһәсидики йеңи мувәппәқийити икәнликини қәйт қилған.

икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, әлийевниң русийә пирезиденти виладимир путин вә әрменийә баш министири никол пашинйан билән түнүгүн сочида ишқа ашурған үч тәрәп башлиқлар учришиши вә имзаланған ортақ байаннамә һәққидә музакирә елип берилған.

әрдоған билән әлийев, түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики мунасивәтләрниң охшимиған тәрәплири һәққидә өзара пикир алмаштурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر