түркийә йәмәнгә чақириқта болди

түркийә тәрәпләрни 4 – апрел күни түзүлгән уруш тохтитиш келишими ахирлашқан йәмәндә киризисни тинч йоллар арқилиқ һәл қилиш чариси тепишқа чақирди.

1887943
түркийә йәмәнгә чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «йәмәндә тәрәпләрни уруш тохтитиш келишиминиң қайта йолға қойулушини ишқа ашуруш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати рәһбәрликидә өткүзүлүватқан музакириләрни иҗабий шәкилдә қоллашқа вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң мунасивәтлик қарарлири һәм хәлқара параметирлар асасида, киризисни дийалог вә асасий қанун даирисидә һәл қилиш чариси тепишқа чақиримиз. дәрвәқә, түркийә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу даиридики һәл қилиш чариси тепиш тиришчанлиқлирини давамлиқ қоллайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر