мушта «әрән қамал қилиш – 36» һәрбий һәрикити башланди

муш вилайитиниң малазгирт наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «әрән қамал қилиш – 36» һәрбий һәрикити башланди.

1878236
мушта «әрән қамал қилиш – 36» һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин пүтүнләй чиқириветиш вә районда йошурунувалған террорчиларни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә, муш вилайитиниң малазгирт наһийәсидә, «әрән қамал қилиш – 36» һәрбий һәрикити башланған.

байанатта тәкитлинишичә, һәрбий һәрикәткә 513 һәрбий хадим вә 38 алаһидә әтрәт қатнашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر