әрдоған балқан зийаритиниң тунҗи бекити боснийә-гертсеговинаға йетип барди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған мәнсәпдашлириниң тәклипигә бинаән 6-7-8-сентәбир күнлири боснийә-гертсеговина, сербийә вә киродийә қатарлиқ дөләтләрни зийарәт қилиду.

1876496
әрдоған балқан зийаритиниң тунҗи бекити боснийә-гертсеговинаға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири:җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн, боснийә-гертсеговина пайтәхти сарайевоға йетип барди.

боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң башлиқи сәфик дзаферовиҗ пирезидентлиқ мәһкимиси бинаси алдида рәҗәп таййип әрдоғанни рәсмий мурасим билән күтүвалди. мурасимдин кейин, рәҗәп таййип әрдоған вә боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң әзалири бир йәргә җәм болди, арқидин һәйәтләр ара учришиш өткүзүлди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған зийарәт пирограммиси даирисидә, боснийә-гертсеговина авам палатаси вә боснийә-гертсеговина хәлқләр мәҗлиси диваниниң әзалири билән көрүшиду.

у ковачи шеһитзарлиқи вә рийасәт йеңи бинасини зийарәт қилиду. түркийә-боснийә-гертсеговина сода-санаәтчиләр йиғиниға қатнишип, муһим сөз қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر