әрдоған: түрк тилини кәң омумлаштуруш  сәпәрвәрлик паалийәтлирини қизғин қоллаймән

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған пат йеқинда башлинидиған түрк тилини кәң омумлаштуруш  сәпәрвәрлик паалийәтлирини қизғин қоллайдиғанлиқини ейтти.

1874653
әрдоған: түрк тилини кәң омумлаштуруш  сәпәрвәрлик паалийәтлирини қизғин қоллаймән

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, пайтәхт әнқәрәдә җумһур рәислик мәһкимисидә 20 миң оқутқучини вәзипигә тәйинләш мурасимида қилған сөзидә, өсмүрләрниң сағлам өсүп йетилиши вә инсаний мунасивәтлирини давамлаштурушиға капаләтлик қилиш үчүн имканийәтниң баричә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини, буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқлирини тәкитлиди.

у, оқутқучилардин өсмүрләрни болупму аммиви таратқуларниң мода мәдәнийәтлириниң зийанлиқ тәсирлиридин қоғдишини тәләп қилди.

әрдоған,  пат йеқинда ишқа кириштүрүлидиған түрк тилини кәң омумлаштуруш  сәпәрвәрлик паалийәтлирини қизғин қоллайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «нишанимиз әвладлиримизниң бизни биз қилған қиммәт қарашлириниң муһимлиқини вә бу земинларниң пүтмәс - түгимәс байлиқтин ибарәт өлмәс һәқиқәтни техиму йахши чүшинишигә капаләтлик қилиштур. балилиримизниң мәдәнийитимизниң тошуғучиси болған гүзәл түрк тилимизни әң йахши усулда ишлитиш маһаритигә еришишини чин дилимиздин үмид қилимиз.»

у йәнә, йеңи вәзипигә тәйинләнгәнлири билән қошулуп, оқутқучиларниң омумий санини тәхминән 1 милйон 10 миңға йәткүзгәнликлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر