чавушоғлу кобаға тәзийә билдүрди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, кубаниң матанзас портидики май қачилаш понкитида йүз бәргән партлаш сәвәбидин куба хәлқигә тәзийә билдүрди.

1865873
чавушоғлу кобаға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: куба ташқи ишлар министирлиқи твиттер адресида учур һәмбәһриләп, чавушоғлуниң матанзастики партлаш вә униңдин кейин йүз бәргән от апитидин қаттиқ қайғурғанлиқини билдүргәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә: министир мәвлүт чавушоғлу телеграммисида, «түркийә хәлқи вә һөкүмитигә вакалитән, вәқәниң тәсиригә учриғанларға чин қәлбимиздин тәзийә билдүримиз вә улардин һал сораймиз. йариланғанларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тиләймиз. дост куба хәлқиниң азабини ортақлишимиз» дегән ибариләргә орун бәргән.

8-айниң 5-күни кубаниң матанзас портидики май қачилаш базисида йүз бәргән партлашта йариланғанлар сани 125 кә йәтти, вәқәдә бир адәм қаза қилди.

вәқә йүз бәргән райондин тарқақлаштурулғанлар саниниң 4000 дин ешип кәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر