әлбабта йурт-маканлиридин айрилғанлар үчүн өй селиниду

тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси сүрийәниң шималида йурт-маканлиридин айрилған аилиләргә миң өйлүк аһалиләр райони қуруш үчүн қатар қизилай җәмийити билән келишим имзалиди.

1860994
әлбабта йурт-маканлиридин айрилғанлар үчүн өй селиниду

түркийә авази радийоси хәвири: тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идарисиниң бир һәйити қатар пайтәхти доһада учришишларда болди.

һәйәт қатар хәйр-сахавәт ишлири идариси вә қатар хәйр-сахавәт җәмийитиниң мәсуллири билән һәмкарлиқ орнитиш имканийәтлири үстидә музакирә өткүзди.

тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси билән қатар қизилай җәмийити, сүрийәниң шималиға җайлашқан әлбаб районида йурт-маканлиридин айрилған сүрийәликләр үчүн аһалиләр райони қуруш лайиһәсидә һәмкарлишиш келшими имзалиди.

тәхминән 3.5 милйон доллар сәрп қилинидиған аһалиләр райони, тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси билән қатар қизилай җәмийитиниң кординатсийәси астида, түркйә армийәсиниң фират қалқини һәрбий һәрикити районида бина қилиниду. чоңлуқи 50 кивадрат метирлиқ өйдин миң йүрүш селиниду. районда башланғуч мәктәп, сақлиқ сақлаш мәркәзлири, җамә вә дуканлар болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر