ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 9 террорчи бир тәрәп қилинди.

1852218
ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қилишни давамлаштуруватимиз. ирақниң шималидики ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби йәнә 9 террорчи, қисимлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди.»

йәнә бир тәрәптин, түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи тәрипидин мардинда, 679 һәрбий хадимниң иштирак қилишида «әрән қамал қилиш – 20» һәрбий һәрикити башланди.

министирлиқ тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «дөләт миқйасида терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә давамлаштурулуватқан <әрән қамал қилиш> һәрбий һәрикәтлири, хәлқимизниң қизғин қоллиши астида кәскин вә мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر