түркийә - сәуди әрәбистан оттурисида бирләшмә байаннамә елан қилинди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән айрим көрүшүшидин кейин, икки дөләт оттурисида бирләшмә байаннамә елан қилинди.

1847040
түркийә - сәуди әрәбистан оттурисида бирләшмә байаннамә елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә – сәуди әрәбистан оттурисида имзаланған бирләшмә байаннамидә мундақ дейилди: «учришишларда, сийасий, иқтисадий, һәрбий вә бихәтәрликни өз ичигә алған икки дөләт мунасивәтлиридә йеңи һәмкарлиқ дәвриниң башлинишиға қарита һәр икки тәрәпниң қәтий ирадигә игә икәнлики тәкитләнди.»

тәрәпләрниң, районниң бихәтәрликини қоғдашқа хизмәт қилиш үчүн тарихий қериндашлиқ асасида һәмкарлиқни изчил давамлаштуруш ирадилириниң қәтийликиниң тәкитләнгәнлики қәйт қилинған бирләшмә байаннамидә, сода ишлириниң қолайлаштурулуши, мәбләғ селиш пурсәтлири һәққидә издиниш, иҗабий һәмкарлиқларға айландуруш үчүн учур – алақини күчәйтиш һәққидә музакирә елип берилғанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, әдлийә, илмий, сайаһәт, сәһийә, хәлқ авийатсийәси, дөләт бихәтәрлики, енергийә вә килимат өзгиришигә қарши  күрәш қатарлиқ саһәләрдиму һәр икки тәрәпниң һәмкарлишиш ирадисиниң қәтийлики тәкитләнди.

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «қизғин күтүвалғанлиқи, зийарити әснасида өзи һәм һәйитигә көрсәткән йеқинлиқи вә достанә муамилиси» үчүн миннәтдарлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر