германийәдики түркләрниң үмиди қош дөләт пуқралиқини асанлаштуруш

түркийәниң берлинда турушлуқ баш әлчиси әһмәт башар шән германийәдики түркләрниң үмидиниң қош дөләт пуқралиқини қанунлаштуруш вә рәсмийәтлирини асанлаштуруш икәнликини ейтти.

1845338
германийәдики түркләрниң үмиди қош дөләт пуқралиқини асанлаштуруш

түркийә авази радийоси хәвири: баш әлчи әһмәт башар шән германийә түрк җәмийити (TGD) омумий йиғинида сөзлигән нутиқида, 25 йилдин көпрәк вақиттин буйан германийәдики түркләрниң һәқ - һоқуқи вә мәнпәәти үчүн мувәппәқийәтлик хизмәт қиливатқан германийә түрк җәмийити (TGD)  ни тәбриклиди.

әһмәт башар шән түркләрниң германийәдә мәңгү қалидиғанлиқини қобул қилидиғанлиқини билдүрүп, «германийәдики түркләр қош дөләт пуқралиқиниң қанунлаштурулуши вә пуқралиққа өтүш башқучиниң асанлаштурулишини арзу қилиду. германийә пуқралиқи алмиғанлар һеч болмиғанда йәрлик сайламларда болсиму беләт ташлаш һоқуқиға еришишини үмид қилиду» деди.

түркийә билән германийә оттурисида тарихий нуқтидин чоңқур йилтиз тартқан һәмкарлиқ вә иттипақдашлиқ мунасивәтлири барлиқини тилға алған башар шән, германийәдә йашайдиған тәхминән 3 милйон 500 миң түркни асас қилған инсанпәрвәрлик риштисиниң икки дөләт оттурисдики мунасивәтләрниң әң муһим тәрәплиридин бири икәнликини тәкитлиди.

баш әлчи әһмәт башар шән түрк җәмийитиниң 60 йилдин көпрәк вақиттин буйан германийәниң тәрәққийатиға вә көп хил мәдәнийәтлик кимликигә зор төһпә қошқанлиқини тәкитләп, «бүгүнки күндә германийәдики түркләрниң сийасәт, иқтисад, илим-пән, тәнтәрбийә вә сәнәт қатарлиқ һәр қайси саһәләрдә интайин муһим утуқларни қолға кәлтүргәнликини көрмәктимиз. биз буниңдин пәхирлинимиз» деди.

у йәнә германийәдики чәтәлликләргә өчмәнлик қилиш, исламға дүшмәнлик қилиш вә кәмситиш қатарлиқ муһим мәсилиләрниң давамлишиватқанлиқи тәрәпкә һәмминиң диққитини тартип, түркийәниң германийәдики вәкиллири болуш сүпити билән һөкүмәтниң ирқчилиққа қарши туруш тәдбирлириниң үнүмлүк йолға қойулушини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر