түркийә баңладешқа тәзийә билдүрди

түркийә баңладешта мәйданға кәлгән партлаш мунасивити билән тәзийә байанати елан қилди.

1838073
түркийә баңладешқа тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, баңладешниң читтагоң шәһири әтрапидики контейнер искилатида йүз бәргән партлаш вә униңдин кейинки от апитидә нурғун кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә йариланғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «дост вә қериндаш дөләт баңладеш хәлқи вә һөкүмитигә чин дилимиздин  тәзийә билдүримиз, һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

баңладеш таратқулириниң хәвәр қилишичә, читтагоң шәһиридә шәнбә күни йүз бәргән партлаш вә униңдин кейинки от апитидә 49 киши җенидин айрилған, 300 дин артуқ киши йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر