әрдоған сүрийәлик мусапирларни адаққичә қоғдайдиғанлиқини ейтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мусапирлар һәққидә тохтилип: «дөлитимиздә панаһланған қериндашлиримизни адаққичә қоғдаймиз» деди.

1824142
әрдоған сүрийәлик мусапирларни адаққичә қоғдайдиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбулдики ататүрк мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән мүсиад (мустәқил сода - санаәтчиләр җәмийити) қурулғанлиқиниң 32 – хатирә йилини тәбрикләш вә мүсиадниң әнәниви «түркийәниң күчи» мукапатини тарқитиш мурасимидики сөзи җәрйанида түркийәдики сүрийәлик мусапирлар тоғрисида тохтилип: «сүрийәдики уруштин қечип вәтинимиздә панаһланған бу қериндашлиримизни адаққичә қоғдаймиз. улар халиған вақитта вәтинигә қайтип кәтсә болиду, лекин биз уларни бу йәрләрдин һәргизму қоғлимаймиз, уларни қатилларниң қучиқиға ташлап бәрмәймиз» деди.

җумһур рәис әрдоған йәнә, сүрийәниң шималида кәм дегәндә 100 миң йүрүш брукет өй селишни пиланлаватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر