мушта  «әрән қамал - 8» зәрбә бериш һәрикити башланди

мушта 588 хадимниң иштирак қилишида «әрән қамал  - 8 шеһит иҗра қилиш, қоғдаш хадими җәнгиз йигит» зәрбә бериш һәрикити башланди.

1820433
мушта  «әрән қамал - 8» зәрбә бериш һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилған йазма байанатида билдүрүлүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләт күнтәртипидин чиқириветиш вә районда йошурунувалған террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә , мушта  әрән қамал  - 8 шеһит иҗра қилиш, қоғдаш хадими җәнгиз йигит» зәрбә бериш һәрикити башланған.

байанатта тәкитлинишичә, муш қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиниң рийасәтчиликидә елип бериливатқан һәрбий һәрикәткә, қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрити, сақчи қисим алаһидә әтрити, қораллиқ сақчи вә аманлиқ сақлаш хадимлиридин тәшкил тапқан 588 хадим қатнашмақта икән.

дөләт миқйасида терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә ишқа кириштүрүлгән «әрән қамал» зәрбә бериш һәрикәтлири, кәң хәлқ аммисиниң қизғин қоллиши астида кәскин давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر