шәнтоп боснийә – гертсеговинада

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп боснийә – гертсеговинада дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

1818370
шәнтоп боснийә – гертсеговинада

түркийә авази радийоси хәвири: боснийә – гертсеговинада дөләт ишлири зийаритидә болуватқан түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, түркийәниң балқан районидики барлиқ дөләтләр билән болған мунасивәтлириниң йахши икәнликини, дәрвәқә, бу мунасивәтләрниң, районниң тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини, боснийә – гертсеговина вә бошнақларниң, түркийәдә йашаватқан 85 милйон хәлқниң қәлбидин чоңқур орун алғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз һәрдаим силәрниң йениңлардимиз. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, түркийә болуш сүпитимиз билән, пүткүл балқан райониниң тинчлиқи вә муқимлиқиға наһайити зор әһмийәт берип келиватимиз, бу һәқтики тиришчанлиқларни қоллаватимиз, буниң изчиллиқиға капаләтлик қилиш үчүн қолимиздин келишичә хизмәт ишләватимиз.»

русийә – украина уруши тоғрилиқму тохталған шәнтоп, мундақ дәп көрсәтти: «русийә – украина уруши бизгә шуни испатлап бәрдики, дунйада һечқачан урушлар, тоқунушлар вә зорлуқ – зомбулуқларниң һечқандақ бир дөләткә пайдиси йоқтур, һәтта шундақ қилмишларни садир қилғанларғиму қилчә пайдиси йоқтур, дәл әксичә зийанлиқтур. инсанларниң буниңдин аччақ савақларни йәкүнлиши вә ибрәт елиши керәк.»

дунйани, болупму йавропа вә балқан райони дөләтлирини, тинчлиқ, муқимлиқ ичидә вә уруш чиқмайдиған бир шәкилдә қоғдашниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлигән шәнтоп, мундақ деди: «һәммимиз баштин кәчүрүватқан украина киризиси, бихәтәрлик вә тинчлиқ орнитишта муһим рол ойнайдиған тәдбирләрни қоллинишниң барлиқ дөләтләр үчүн наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини испатлап бәрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر