чавушоғлу гиретсийәни агаһландурди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу гиретсийә аралларни қоралландуруштин ваз кәчмисә, бу аралларниң игилик һоқуқиниң талаш-тартиш қилинидиғанлиқини ейтти.

1776519
чавушоғлу гиретсийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу «т р т хәбәр» қанилиниң зийаритини қобул қилип, түркийәниң деңиз тәвәликиниң ғәрбий чегралирини бекиткәнликини вә б д т да ройхәткә алдурғанлиқини билдүрүп, буниңдин йол қойушниң мумкин әмәсликини әскәртти.

у йеқинқи бир йилда җәнубий қибрис рум һакимийити вә гиретсийәниң тоққуз қетим түркийә деңиз тәвәликигә хилаплиқ қилишқа урунғанлиқини, бәзилириниң дипломатик йоллар билән алди елинғанлиқини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«ирадимиз наһайити қәтий. илмий тәкшүрүш үчүн болса түркийәдин рухсәт алсиңиз болиду. буниңда мәйданимиз һечқачан өзгәрмиди. деңиз тәвәликимизни қоғдийалайдиған күчкә вә ирадигә игимиз.»

у гиретсийә қоралсизлиниши керәк болған аралларниң салаһийитигә хилаплиқ қилғанлиқи үчүн б д т ға икки мәктуп әвәткәнликлирини билдүрүп: «бу араллар лисбон вә париж келишими билән гиретсийәгә қоралсизландуруш шәрти билән берилгән. биз б д т ға әвәткән мәктубимизда, гиретсийә бу аралларда келишимгә хилаплиқ қиливатиду, әгәр буниңдин ваз кәчмисә аралларниң игилик һоқуқи талаш-тартиш қилиниду, дедуқ. чүнки келишимгә хилаплиқ қиливатисиз. зөрүр тепилса ахирқи қетим агаһландуримиз вә талаш-тартиш башлиниду. гиретсийә түркийәдин тәһдит һес қилармиш, шуңа хилаплиқ қилармиш. аралға орунлаштурған бир қанчә әскириңиз вә қораллар билән тәһдитниң алдини алаламсиз? очуқини ейтқанда, гиретсийә раст гәп қилмайватиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر