чавушоғлу баңладеш дипломатийә министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу баңладеш дипломатийә министири абдулмөмин билән көрүшти.

1746438
чавушоғлу баңладеш дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, пайтәхт әнқәрәдә ишқа ашурулған вә түркийә – баңладеш мунасивәтлири тоғрулуқ музакирә елип берилған учришиш һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «баңладешниң қурғучи пирезиденти шәйх муҗибурраһманниң нами берилгән бағча вә һәйкәлниң ечилишини ишқа кириштүридиған баңладеш дипломатийә министири абдулмөминни күтүвалдуқ, учришишта, түркийә – баңладеш мунасивәтлири вә һәмкарлиқ лайиһәлири һәққидә музакирә елип бардуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر