шәнтоп парламент дипломатийәси вә һәмкарлиқлириниң муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтти

мустафа шәнтоп вухән вируси(Kovid-19) ниң йамириши билән бирликтә еғирлашқан адаләтсизликләр, айримичилиқлар вә өзгәргән күч тәңпуңлуқлиридин бесип өтүш үчүн, парламент дипломатийәси вә һәмкарлиқлириниң муһим әһмийәткә игә болғанлиқини ейтти.

1740001
шәнтоп парламент дипломатийәси вә һәмкарлиқлириниң муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп испанийә пайтәхти мадридта өткүзүлгән парламентлар ара иттипақ 143-нөвәтлик омумий кеңиши рамкисида 120 әзаға игә иттипақ түзмәслик һәрикити парламентлар тори йиғинида сөз қилди.

у иттипақ түзмәслик һәрикитиниң хәлқаралиқ тәңпуңлуқларни адаләткә йүзләндүрүш, тинчлиқ, баравәрлик, өзара һәмкарлиқ вә бәхт-саадәткә толған дунйа бәрпа қилиш үчүн һәссә қошушта муһим йошурун күчкә игә икәнликини әскәртип, мәзкур тәшкилатниң әзәрбәйҗанниң нөвәтчи рәисликидә ролини техиму йахши җари қилдуруп, дунйаға йахши тонилидиғанлиқини қәйт қилди.

у: «хәлқара сәһниләрдә охшимиған һәр хил авазларниң болушиға, бурунқидин техиму көп еһтийаҗлиқ болған мәзгилни баштин кәчүрүватимиз. ачарчилиқ, кәмбәғәллик, инсанийәткә қарши өткүзүлгән җинайәтләр вә қуддусниң салаһийитигә охшаш дунйави әһмийәткә игә мәсилиләргә узун муддәтлик һәл қилиш чарилири тепиш, пәқәт очуқ-ашкара талаш-тартиш қилиш вә мурәссә биләнла мумкин болиду» деди.

у вабаниң тарқилишиниң адаләтсизликләрни алдиға чиқарғанлиқини әскәртип: «ваксина вә тиббий материйаллар билән тәминләш нуқтисидин айримичилиқ қилиш вә бир тәрәпкә йанбесишлар сәвәбидин нурғун тәрәққий қиливатқан дөләтләр йаки тәрәққий қилалмиған дөләтләр асасий давалаш еһтийаҗлирини тәминләштә қийналди. бу җәһәттә иптихарлиқ билән ейтимәнки, түркийә өзигә кәлгән һәр хил тиббий йардәм тәлипигә җаваб қайтурди вә пүткүл имканийәтлирини сәмимий һалда барлиқ еһтийаҗлиқ дөләтләрниң еһтийаҗини қамдаш үчүн сәпәрвәрликкә кәлтүрди» деди.

у түркийәниң вабаға қарши күрәштә йардәм тәләп қилған һәр дөләткә йардәм қилишқа тиришқанлиқини, ахирқи басқучқа келип қалған түрк ваксинасини нормал ишләпчиқириш башланғанда еһтийаҗлиқ дөләтләр билән ортақлишишқа тәййар икәнликини қәйт қилди.

у һазирғичә сәвәби билинмигән иқтисадий киризис вә вабаниң, хәлқара мунасивәтләр, тәңпуңлуқлар вә иттипақларни тәврәткәнликини әскәртип: «килимат киризиси вә қурғақчилиққа охшаш тәһдитләрни нәзәргә алғинимизда, тәминләш зәнҗирлиридә йүз бәргән мәсилиләргә қошумчә алдимиздики мәзгилләрдә йемәк-ичмәк қийинчилиқиниң йүз бериш еһтимали күчлүк. бу әһвал дунйадики баравәрсизликләрни чоңқурлаштуруп, мусапирлар билән көч долқуниниң ешишиға сәвәб болиду» дәп агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر