қалин америка дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси билән телефонлашти

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин америка қошма иштатлири дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җәйк сулливан билән телефонда көрүшти.

1736341
қалин америка дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанат ишлири ишханисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, түркийә – америка оттурисидики сийасий вә иқтисадий мунасивәтләр, мудапиә саһәсидә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш, йәр шариви вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилған. шундақла, афғанистанниң нөвәттики сийасий вәзийити вә инсанпәрвәрлик йардәмләр, сүрийәниң земин пүтүнлүки вә терроризмдин тазилиниши, ливийәдики сийасий  басқуч вә сайламлар, үстүн қарабағда узақ мәзгиллик тинчлиқ вә муқимлиқ орнитиш, украинаниң шәрқий қисмидики өзгиришләргә қарита туғулған әндишиләр, беларусийә – полша чеграсидики сүркилинишни һәл қилиш вә шәрқий ақдеңиз мәсилилири  тәпсилий музакирә қилинған.

телефон сөһбитидә йәнә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин оттурисида, италийәниң пайтәхти римда чақирилған 20 – г гуруһи башлиқлар йиғини җәрйанида бирдәклик һасил қилинған ортақ истиратегийәлик механизмниң  тәпсилати һәққидә өзара пикир алмаштурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر