түркийә иран билән һәмкарлиқлирини күчәйтишни халайду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң иран билән узун тарихқа игә мунасивәтлирини, шундақла район вә хәлқаралиқ мәсилиләрдики өзара һәмкарлиқлирини тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини билдүрди.

1734120
түркийә иран билән һәмкарлиқлирини күчәйтишни халайду
Cavusoglu-Abdullahiyan.jpg
mevlut cavusoglu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу иран пайтәхти теһранда, иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән көрүшти вә бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у һүрмүзган иштатида йүз бәргән йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар үчүн сәвр тиләп, түркийәниң қериндаш иранға тәсәллий үчүн зөрүр йардәмләрни қилишқа тәййар икәнликини ейтти.

у иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән бирликтә 7-қетимлиқ алий дәриҗилик һәмкарлиқ кеңиши йиғининиң тәййарлиқлирини көздин кәчүргәнликлирини, көч, адәм әткәсчилики қатарлиқ хәвпсизлик мәсилилириниму музакирә қилғанлиқлирини, түркийәниң бу мәсилиләрдики һәмкарлиқларни күчәйтишни халайдиғанлиқини қәйт қилди.

у икки дөләт оттурисидики содиниму раваҗландурушни халайдиғанлиқлирини әскәртип, түркийәниң барлиқ мунбәрләрдә иранға қарита бир тәрәплимилик һалда йүргүзүлүватқан ембарголарниң хата икәнликини тилға елип кәлгәнликини әскәртти.

у мундақ деди:

«бу вәсилә билән, барлиқ тәрәпләр кәң даирилик һәрикәт пиланиниң ролини қайтидин җари қилдуруш үчүн зөрүр қәдәмләрни ташлиши керәк, дәп ойлаймиз. иранға бир тәрәплимилик һалда йүргүзүлүватқан ембарголар әмәлдин қалдурулуши керәк.»

у икки дөләт җайлашқан районда муһим өзгиришләрниң йүз бәргәнликини, районлуқ мәсилиләрдә дийалог вә өзара һәмкарлиқларни давамлаштурушниң, һәр даимкидин бәк муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп: «иран билән узун тарихқа игә мунасивәтлиримизни, шундақла районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрдики өзара һәмкарлиқлиримизни тәрәққий қилдурушни халаймиз» деди.

у әрәб бирләшмә хәлипилики, иран вә түркийә оттурисидики транзит йолиға мунасивәтлик бир соалға: «түркийә болуш сүпитимиз билән, содини ашуридиған вә дөләтләр оттурисидики алақиләрни күчәйтидиған һәр қандақ лайиһәниң ичидә болушни халаймиз, шундақла қоллаймиз» дәп җаваб бәрди.

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан түркийә билән иран оттурисида узун муддәтлик һәмкарлиқлар үчүн һәрикәт пилани түзүш мәсилисидә келишкәнликлирини билдүрди.

у түркийә билән нурғун районлуқ мәсилиләрдә пикир бирликигә игә икәнликлирини әскәртип, мәвлүт чавушоғлу билән районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрдә бир қетимлиқ пайдилиқ көрүшүшни әмәлгә ашурғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر