әрдоған бозқир вә җонсонни қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75 – нөвәтлик омумий кеңәшниң башлиқи волқан бозқир вә әнгилийә баш вәзири борис җонсонни қобул қилди.

1708606
әрдоған бозқир вә җонсонни қобул қилди
erdogan-new york times heyeti.jpg
boris johnson-erdogan.jpg
volkan bozkir-erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңиши йиғиниға қатниш үчүн америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә зийарәттә болуватқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, икки тәрәплик учришишлири даирисидә, түнүгүн нийу йорк шәһиридә ишқа кириштүрүлгән түрк өйи бинасида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75 – нөвәтлик омумий кеңәшниң башлиқи волқан бозқир билән әнгилийә баш вәзири борис җонсонни айрим - айрим қобул қилди.

қобулда, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, анадолу агентлиқи иҗраийә һәйитиниң рәиси вә баш мудири сәрдар қарагөз қатарлиқларму җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға һәмраһ болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر