әрдоған түркийә олимпик мусабиқиси тәнһәрикәтчилирини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, 2020 – йиллиқ токйо олимпик мусабиқилиригә иштирак қилип 13 медал билән түркийәгә қайтип кәлгән түрк олимпик миллий командисини тәбриклиди.

1688022
әрдоған түркийә олимпик мусабиқиси тәнһәрикәтчилирини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп: «токйо 2020 мусабиқилиридин рекорт санда медал билән қайтқан миллий олимпик комитетимизни чин көңлүмдин тәбрикләймән. медалға еришкән болсун – болмисун, һәр бир пәрзәнтимиз түркийәгә һәқиқий мәнидә вәкиллик қилди, бизни иптихарландурди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر