измир деңиз тәвәликидә мушу ай ичидә 388 нәпәр көчмән қутқузувелинди
гиретсийә қисимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә иттирилгән вә кемилиридә қапселип қалған 388 панаһланғучи қутқузувелинди.
түркийә авази радийоси хәвири: деңиз саһили муһапизәт әтрити 17-ийулдин 20-ийулғичә болған арилиқта измирниң дикили деңиз тәвәликидә гретсийә қисимлири тәрипидин түркийәгә қайтурулған 78 панаһланғучини қутулдурди.
18-ийулдин 21-ийулғичә болған арилиқта, гретсийә қисимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә иттирилгәнлики ениқланған җәмий 217 панаһланғучи сәфәрһисар деңиз тәвәликидин қутқузувелинди.
22- ийулда болса, гиретсийә қисимлири тәрипидин фоча наһийәси деңиз тәвәликигә һәйдәп чиқирилған 26 панаһланғучи қизғаққа елип чиқилди.
чәшмә наһийәсидә йәлкәнлик кемигә қапсилип қилип, йардәм тәләп қилған 67 чәт әллик қутқузувелинди.
қутқузувелинған бу 388 панаһланғучи рәсмийәтлири тамамланғандин кейин, вилайәтлик көчмәнләрни башқуруш идарисиға тапшуруп берилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.