чавушоғлу анталйада дипломатик паалийәтлирини давамлаштурди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу анталйада албанийә йавропа вә дипломатийә министири олта шачка, қаратағ дипломатийә министири дҗордҗе радулович вә боснийә-гиртисговена дипломатийә министири бисера туркович билән көрүшти.

1659597
чавушоғлу анталйада дипломатик паалийәтлирини давамлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, бүгүн чақирилидиған шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписи ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә, албанийә вә қаратағлиқ кәспдашлири билән айрим - айрим көрүшкәнликини билдүрди, һәмдә улар билән  елип барған учришишлириға алақидар фото сүрәтләргә орун бәрди.

чавушоғлуниң қаратағ дипломатийә министири дҗордҗе радулович билән көрүшүшидин кейин, келишим лайиһәси имзаланди.

министир чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, боснийә-гиртисговена дипломатийә министири бисера туркович билән елип барған көрүшүшидә, һәмкарлиқ саһәлири вә районлуқ өзгиришләр һәққидә сөһбәт өткүзгәнликлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر