түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә синовак ваксиниси йоллиди

түркийә, вухән вируси (ковид – 19) ға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә шималий қибрис түрк җумһурийитигә йәнә 50 миң қута синовак ваксиниси йоллиди.

1654373
түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә синовак ваксиниси йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити сәһийә министирлиқиниң синовак ваксиниси қачиланған җиддий қутқузуш айропилани түркийә вақти саәт 22 дин 20 минут өткәндә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң әрҗан айродурумиға қонди.

ваксинилар шималий қибрис түрк җумһурийити сәһийә министирлиқи әмәлдарлириға тапшуруп берилди.

бу қетимқи ваксиниларни қошқанда түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитигә йоллиған җәмий ваксиниси 190 миң қутиға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر