түркийә көк байрақлиқ саһиллири билән дунйа бойичә 3 – болди

түркийә көк байрақлиқ 519 деңиз саһили билән дунйа бойичә 3 – болди.

1642622
түркийә көк байрақлиқ саһиллири билән дунйа бойичә 3 – болди

түркийә авази радийоси хәвири: муһит асраш вә шәһәр қурулуши ишлири министири мурат қурум, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, муһит асраш саһәсигә мәбләғ селиш арқилиқ деңизларниң су сүпитиниң қоғдиливатқанлиқи вә һәр йили  техиму йахшилинидиғанлиқини, буниң нәтиҗисидә пакиз деңизларниң  намайәндиси  болған көк байрақлиқ деңиз саһиллири саниниң тез сүрәттә көпийиватқанлиқини байан қилди.

бу һәқтә ишлиниватқан хизмәтләр һәққидә мәлумат бәргән қурум, нөл ташландуқ көк билән 85 миң тонна деңиз әхләтлириниң йиғивелинғанлиқини, ташландуқларни көзитиш системилири арқилиқ парахотларниң 24/7 көзитиливатқанлиқини, булғиниш вә қазаларға 364 деңиз саһли муәссәсәсидин дәрһал мудахилә қилинидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз бу хизмәтлиримизниң мевә бәргәнликини көрүп, бүгүн йәнә бир қетим пәхирләндуқ. елимиз 2021-йили, 519 көк байрақлиқ саһили билән дунйа бойичә 3 - болди. 2023-йиллиқ нишанимиз болса,  дунйа бойичә 3 – болуштур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر