әрдоған: террорлуққа қарши туруш мәсилиси - миллий мәсилә

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «террорлуққа қарши туруш мәсилиси миллий мәсилә болуп, у һәр хил сийасий талаш - тартиш, пилан вә күндилик қутуплишишларниң үстидә тутулуши керәк» деди.

1585778
әрдоған: террорлуққа қарши туруш мәсилиси - миллий мәсилә

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған җумһур рәислик мәһкимиси ички кабинет йиғинидин кейин байанат елан қилип: «террорлуқтин тартип һәрбий – сийасий өзгиришкичә болған һәр хил усулларни ишлитип түркийәни тиз пүктүрүшкә урунғанларға хәлқимиз мустәқиллиқи вә кәлгүсигә һайати бәдилигә игә чиқиш арқилиқ тарихий савақ бәрди» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған мундақ деди: «бизниң 2015 - йили 7 - айдин башлап чеграйимизниң ичи вә сиртида елип барған һәрикәтлиримиздә шеһит болуп кәткәнләрниң сани  401 нәпири әскәр, 443 нәпири қораллиқ сақчи қисим, 229 нәпири сақчи, 116 нәпири аманлиқ сақлиғучи болуп җәмий 1259дур. дөләт ичидә алтә миң, сиртида 6900 болуп җәмий 12 миң 900 дин артуқ террорчи йоқитилди. паләч һаләткә чүшүрүлгән омумий террорчилар сани 17 миң 750 кә йәтти.»

«бизниң өтмүшимиздә бирму район йаки хәлқни мустәмликә қилиш әйиби йоқтур, болмиди вә болмайду» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «мән — өзлириниң әһвалиниң йәр қалпиқи қарисидинму начарлиқиға қаримай— дөлитимизгә инсанлиқ, һоқуқ, адаләт, әркинлик вә демократийә һәққидә тәлим бәрмәкчи болғанларға шуни дәймәнки, алди билән әйнәккә қарап, өзүңларниң реаллиқи билән йүзлишиңлар» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған йәнә: «террорлуққа қарши туруш мәсилиси миллий мәсилә болуп, у һәр хил сийасий талаш - тартиш, пилан вә күндилик қутуплишишларниң үстидә тутулуши керәк» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر