чавушоғлу белгийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу белгийә пайтәхти бирйусселдики учришишлири даирисидә, белгийә ташқи ишлар министири софи вилмес (Sophie Wilmes) билән көрүшти.

1568780
чавушоғлу белгийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу белгийә ташқи ишлар министири софи вилмес билән егмонт сарийида көрүшкәндин кейин, твиттерда учур һәмбәһирләп, 2023-йили түркийә билән белгийә оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқиға 185йил болидиғанлиқини билдүрди.

у көрүшүштә, белгийәдә биллә йашаш мәдәнийитиниң символи болған түркийә пуқралириға мунасивәтлик мәсилиләрниңму музакирә қилинғанлиқини әскәртип: «икки тәрәп мунасивәтлиримизгә көләңгә ташлинишиға рухсәт қилмайли. йавропа иттипақи билән мунасивәтлиримиздә, белгийәниң қоллишидин мәмнунлуқ һес қилимиз» деди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر