фаһрәттин коҗа: йәрлик ковид-19 ваксинаси инсанларға синақ қилиш басқучиға қәдәм қойди

сәһийә министири фаһрәттин коҗа ковид-19 ға қарши йәрлик ваксинаниң инсанларға синақ қилиш басқучиға кәлгәнликини елан қилди.

1558310
фаһрәттин коҗа: йәрлик ковид-19 ваксинаси инсанларға синақ қилиш басқучиға қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа «актип болмиған үч ваксина намзатимиз, түркийә доригәрлик вә давалаш үскүнилири идариси (TİTCK) ға илтимас сунуп, инсанлар үстидә  синақлирини башлашқа иҗазәтнамә тәләп қилди. йәрлик ваксина синақ қилиш басқучиға қәдәм қойди» деди.

фаһрәттин коҗа: «дөлитимизниң илмий иқтидари барлиқ ваксина түрлири үчүн тәтқиқат вә ишләпчиқириш паалийәтлирини елип баралайдиған иқтидарға игә. дөлитимиздә ваксина ишләпчиқиралайдиған барлиқ муәссәсәләрниң йахши ишләпчиқириш тәҗрибә гуваһнамиси тамамланди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر