чавушоғлу баңладеш баш министири һасина билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, баңладештики дөләт ишлири зийарити җәрйанида баш министир шәйх һасина билән көрүшти.

1551094
чавушоғлу баңладеш баш министири һасина билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, даккада баш министир шәйх һасина билән көрүшкәнликини уқтурди.

чавушоғлу учурида, «баш министир шәйх һасинаға җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң саламини йәткүздуқ. әлчихана бинайимизниң ечилишини йеқиндин қоллап – қуввәтлигәнлики үчүн шәйх һасинаға рәһмәт ейтимән. сиҗил тәрәққийати билән җәнубий асийаниң парлақ йултузиға айлиниватқан баңладеш <йеңидин асийа> һәрикитимизниң әң муһим шериклириниң бири» дегән ибариләргә орун бәрди.

у учурида йәнә түркийәниң көп қатламлиқ ташқи сийасәт позитсийәси болған «йеңидин асийа» тәшәббуси даирисидә, асийа дөләтлири оттурисида сода, селинма, маарип, мудапиә санаити, технологийә, мәдәнийәт вә сийасәт саһәлири бойичә сөһбәт өткүзүшни күчәйтишкә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлигән чавушоғлу, «йеңидин асийа һәрикити түркийәниң селинмилириниң җуғрапийәви җәһәттин көп хиллаштурулуши, хусусий игиликидики саһәләрниң сода саһәлириниң кеңәйтилиши, илмий һәмкарлиқларниң күчәйтилиши вә иҗтимаий тәсирниң ашурулуши қатарлиқларни мәқсәт қилиду. баңладеш гүллиниватқан иқтисадий вә йаш нопуси билән түркийәниң йеңи асийа һәрикитидики һәл қилғуч орундики шериклири қатарида алдинқи қатардин орун алмақта» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر