әрдоған: баңладеш билән болған мунасивәтләргә алаһидә әһмийәт беримиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң даккадики баш әлчихана бинасиниң әнқәрәниң баңладеш билән болған мунасивәткә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқиниң ипадиси икәнликини ейтти.

1550600
әрдоған: баңладеш билән болған мунасивәтләргә алаһидә әһмийәт беримиз

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған түркийәниң дакка әлчиханисиниң йеңи бинасини хизмәткә кириштүрүш мурасимиға син көрүнүшлүк телеграмма йоллиди.

әлчихана бинасини хизмәткә кириштүрүш мурасимиға иштирак қилиш үчүн ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң даккаға барғанлиқи, өзиниң син көрүнүшлүк телеграммиси арқилиқ мурасимға қатнашқанлиқидин интайин хушал болғанлиқини билдүргән әрдоған, бу гүзәл бинаниң әнқәрәниң баңладеш билән болған мунасивәтләргә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқиниң намайандиси икәнлкини қәйт қилди.

әрдоған баңладеш блән болған мунасивәтниң йәнә бир муһим тәрипини роһинга мусулманлириниң әһвали тәшкил қилидиғанлиқини билдүрүп: «биз баңладешниң (бирмадики) қирғинчилиқтин қечип кәлгән роһинга мусулманлириға игә чиққан инсанй вә виҗданий позитсийәсигә йуқири баһа беримиз. баңладеш вә бирмадики лагерларда йашаватқан роһингаларниң азаблирини йәңгиллитиш үчүн инсанпәрвәрлик йардими паалийәтлиримизни давамлаштуруватимиз. бу җәһәттә баңладешқа һәмдә болушқа вә мәсилиниң адил һәл қилиниши үчүн барлиқ мунбәрләрдә тиришчанлиқ көрситимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر