түркийә – әнглийә бирләшмә һәрбий мәшиқ елип барди

түркийә билән әнглийә  һава армийәлири шималий атлантик әһди тәшкилати мәшиқ паалийәтлири даирисидә бирләшмә мәшиқ елип барди.

1530098
түркийә – әнглийә бирләшмә һәрбий мәшиқ елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати мәшиқ паалийәтлири даирисидә әнглийә хан җәмәти һава армийәсигә аит «Eurofighter Typhoon» типлиқ айропилан билән түркийә һава армийәси 132 – қорал – йарағ вә тактикә әтрити қоманданлиқ иштабиға аит 2 данә «F-16» типлиқ уруш айропиланниң иштирак қилишида тунҗи учуш ишқа ашурулди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «шималий атлантик әһди тәшкилати мәшиқ паалийәтлири даирисидә, конйа 3 – асаслиқ айропилан базиси қоманданлиқ иштабиға йетип барған әнгилийә хан җәмәти һава армийәсигә аит < Eurofighter Typhoon> типлиқ айропилан билән  түркийәниң 132 – қорал – йарағ вә тактикә әтрити қоманданлиқ иштабиға аит 2 данә «F-16» типлиқ уруш айропиланниң иштирак қилишида тунҗи бирләшмә учуш ишқа ашурулди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر