чавушоғлу: түркийә аракан мусулманлириға саһибханилиқ қилған баңладешқа йардәм бәрди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң бир милйондин артуқ аракан мусулманлириға саһибханилиқ қилған баңладешқа йардәм бәргәнликини ейтти.

1490456
чавушоғлу: түркийә аракан мусулманлириға саһибханилиқ қилған баңладешқа йардәм бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, баңладеш дипломатийә министири абул калам абдулмөмин билән ташқи ишлар министирлиқи бинасида ишқа ашурулған учришишлардин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, учришишларда, икки тәрәп мунасивәтлириниң һәрқайси саһәлири һәққидә  тәпсилий музакирә елип берилғанлиқини, түркийә билән баңладеш оттурисида иқтисадий мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш имканийәтлиридин толуқ пайдилинидиғанлиқлирини тәкитләп, һәмдә бир милйондин артуқ аракан мусулманлириға саһибханилиқ қилғанлиқи үчүн баңладешқа миннәтдарлиқ билдүрүп мундақ деди: «буниң баңладеш үчүн қанчилик чоң йүк болғанлиқини билимиз. 4 милйондин артуқ мусапирға саһибханилиқ қиливатқан бир дөләт болуш сүпитимиз билән, бу йүкниң еғирлиқини һес қилалаймиз, чүшинәләймиз, болупму бу йүкни ортақлишиш үчүн баңладешқа йардәм бериватимиз.»»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған билән бирликтә 2017 – йили баңладешни зийарәт қилип, бу йәрдики араканлиқларниң әһвалини нәқ мәйданда көргәнликлирини ейтқан чавушоғлу, түркийәниң шундин буйан барлиқ органлири һәм тәшкилатлири билән араканлиқларниң йемнида болуватқанлиқини қәйт қилди.

түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идарисиниңму пәқәт араканлиқларғила әмәс, баңладешниң һәрқайси җайлирида тәрәққийат лайиһәлиригә наһайити муһим йардәмләрни қиливатқанлиқини тәкитлигән чавушоғлу, түркийәниң «вухән вируси» басқучидиму  пүткүл баңладеш хәлқигә йардәм қолини сунғанлиқини әскәртип мундақ деди: «алдимиздики басқучтиму һәрдаим баңладешлиқ қериндашлиримизниң йенида болушни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر