фаһрәттин алтон билән өмәр чәлик җо байдинға қаттиқ инкас қайтурди

американиң сабиқ муавин президенти вә йеңи президент намзати җо байдинниң түркийәгә қаратқан шәрмәндиләрчә байанатиға «еғизиға елишқа җүрәт қилидиғанлар еғизиға йәйду» дәп қаттиқ инкас қайтурулди.

1473654
фаһрәттин алтон билән өмәр чәлик җо байдинға қаттиқ инкас қайтурди
omer celik.jpg

түркийә авази радийоси хәвәри: җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун җо байдинниң байанлири һәққидә тохтилип, «түркийә демократик сийасий муһитниң бундақ мәсулийәтсиәзларчә байанатлар арқилиқ бузулушиға әсла йол қоймайду. җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә һәққаний күришини изчил давамлаштуриду» деди.

фаһрәттин алтон иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән учурида, байдинниң декабир ейида елан қилған бирақ, бүгүнки күнләрдә ахбарат васитилирида тарқалған байанатлириниң, түркийәгә қарши ойниливатқан суйиқәстлик ойунлар вә түркийәниң ички ишлириға арилишиш һәм дәхли-тәруз қилиш позитсийәлириниң әң рошән намайәндиси икәнликини тәкитлиди.

бу байанатниң һәм демократийәгә һәмдә түркийә – америка мунасивәтлириниң характеригә мас кәлмәйдиғанлиқини тәкитлигән фаһрәттин алтон: «шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдишимиз америка қошма иштатлириниң бир пирезидент намзатиниң демократийәдиму қилчә етибарға елинмайдиған бундақ бимәнә байанатлириниң һазирқи вашингтон һөкүмити тәрипидинму қобул қилинмиғанлиқиға ишинимиз. түркийә суйиқәстлик сийасий ойунлар үчүн козерға айландурувелинидиған бир дөләт әмәс» деди.

фаһрәттин алтон америка сийасий органлири һәм җамаәтчиликиниң, күндилик сийасий мәнпәәтләр үчүн елан қилинғанлиқи ашкара болған бу мәсулийәтсизларчә байанларға сүкүт қилмастин тегишлик җаваб қайтуруши демократийәниң тәқәззаси икәнликини тәкитләп, «түркийә демократик сийасий асмосфераниң бундақ мәсулийәтсиәзларчә байанатлар арқилиқ бузулушиға әсла йол қоймайду, җумһур рәисиз рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә һәққаний күришини изчил давамлаштуриду. һечкимниң миллий ирадимизға вә демократийәмизгә һуҗум қилиш һоқуқи йоқ. хәлқниң авази билән сайланған җумһур рәисимизниң қанунлуқ салаһийитигә тил тәккүзүш һечкимниң һәдди әмәс. бундақ қилишқа урунғанлар, әң ахирқи қетим 2016 – йили 16 – ийул фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунған кечиси тегишлик җавабқа еришти. бу достанә бир әскәртиштур» деди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликму: «байдин қилған сөзлириниң <сийасий өзгириш> характерлик икәнликини обдан билиду. буниң уқуми <сийасий өзгириш тәшәббуси> дур. байдин венезуеладики күнтәртипини түркийәгә йөткәп беқишқа урунупту. өтмүштә қорчақ һакимийәтләрдә ишқа ашурған пиланлирини әмдики демократик дөләтләрдә иҗра қилишқа урунуватиду. буниң һәм шималий атлантик әһди тәшкилати иттипақдашлиқи билән, һәм демократик идеологийәләр билән қилчә мунасивити йоқ. түркийәниң җумһур рәиси хәлқниң ирадиси билән сайлинип вәзиписини иҗра қиливатиду. җумһур рәисимизгә қарши сийасий позитсийә йаритиш, түркийәгә қарши сийасий позитсийә йаритиш демәктур» деди.

байдинниң, декабир ейида «өктичиләрни қоллап, түркийәдә һакимийәт алмаштурғили болиду» дегән бимәнә сөзләрни қилғанлиқи ашкариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر