әрдоған гиретсийәни агаһландурди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған шәрқий ақдеңизда түркийәниң хусусий парахотлириға қилинған әң кичик һуҗумниму җавабсиз қоймайдиғанлиқлирини билдүрди.

1473152
әрдоған гиретсийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда бүгүн (2020-йили 14-авғуст) истанбулда җүмә намизидин кейин, мухбирларниң зийаритини қобул қилип күнтәртиптики мәсилиләр үстидә тохталди.

у шәрқий ақдеңизда тәкшүрүштә болуватқан түркийә парахотлириға қилинған әң кичик һуҗумниму җавабсиз қоймайдиғанлиқлирини билдүрүп: «оруч рәис 23-авғустқичә тәкшүрүшлирини давамлаштуриду. түнүгүн (2020-йили 13-авғуст) германийә баш министири ангела меркел билән буларни сөһбәтләштуқ. меркел биздин бу ишни йумшитип, қоғдаш еңи ичидә мусапини алға илгирилитәйли дәп өтүнди, пикир бирликигә кәлдуқ. меркел гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис биләнму көрүшти. мичотакисниму бизгә дегән нуқтиға әкәлгән болушини үмид қилимән» деди.

у гиретсийә баш министири мичотакисни хәлқара қанунға һөрмәт қилишқа чақирип: «ғәрбий тракйада қериндашлиримизниң қәбристанлиқлирини оққа тутти. булар иҗабий сигналлар әмәс. биз қеридашлиримизниң тирикиниму, җәситиниму йалғуз ташлап қоймаймиз. зөрүр болса, вақти-саити кәлгәндә қилишқа тегишлик ишни қилимиз. буни наһайити очуқ вә ениқ дегән болай» деди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму шәрқий ақдеңиздики кәскинлишиватқан йирикчиликниң җавабкариниң түркийә әмәс, бәлки гиретсийә икәнликини билдүрди.

мәвлүт чавушоғлу шивейтсарийә ташқи ишлар министири игназийо касис (Ignazio Cassis) билән көрүшкәндин кейин, қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у: «шәрқий ақдеңизда җиддийчилик йуқири өрлиди. бирақ, буниң җавабкари түркийә әмәс, гиретсийә. биз бурғилаш мәшғулатимизни башлаш үчүн 2018-йилиғичә сәвр билән сақлидуқ. әмма һәм гиретсийә һәмдә җәнубий қибрис рум һакимийити 2001-йиллардин башлапла өз алдилириға бурғилаш мәшғулатлирини башлиған иди» деди.

у, шуниң билән түркийәниң бир қәдәм ташлашқа мәҗбур қалғанлиқини әскәртип: «йавропа иттипақи дөләтлириниң, болупму нөвәтчи рәис дөләт болған германийәниң өтүнүши билән, йахши көңлимизни намайан қилдуқ. мәшғулатлиримизни вақитлиқ тохтитишни өтүнгән иди. биз йахши көңлимизни көрсәттуқ. әмма, бу җәрйанда гиретсийә, германийә вә башқа дөләтләрниң хәвири болмиған әһвалда мисир билән келишим имзалиди. бу йахши көңүл билән сиғишалмайду. йавропа иттипақи вә бу дөләтләр тиришчанлиқ көрситиватқан вақитта, гиретсийәниң бундақ қилишини қобул қилғили болмайду. әйибкә буйрулидиған дөләт бар дейилсә, у дөләт гиретсийәдур. бизму келишимдин кейин оруч рәис парахотини мәшғулат райониға әвәттуқ. биз мәсилини дипломатийә йоли арқилиқ һәл қиилшни қоллаймиз. гиретсийә қаидәләрни мән бәлгиләймән дәйдиған болса, иш ундақ болмайду. гиретсийә оруч рәис парахотиға паракәнчилик қилидиған һәрикәтләрни қилса җавабини алиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر