әрдоған айасофйа җамәсиниң рәсмий тивиттер адресида тарқитилған тунҗи учурни һәмбәһирлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, айасофйаи кәбир җамии шәриф үчүн ечилған рәсмий тивиттер адресида «бисмиллаһ» билән һәмбәһирләнгән тунҗи учурни өзиниң адресида ортақлашти.

1461032
әрдоған айасофйа җамәсиниң рәсмий тивиттер адресида тарқитилған тунҗи учурни һәмбәһирлиди
ayasofya camisi.jpg
Erdoğan Ayasofya Camii(7).jpg
Erdoğan Ayasofya Camii(6).jpg
erdogan ayasofya.jpg
Ayasofya (1).jpg
erdogan ayasofya.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, аридин 86 йил өткәндин кейин бүгүн җүмә намизи билән бирликтә ибадәткә ечиветилидиған айасофйаи кәбир җамии шәрифниң рәсмий тивиттер адресидики тунҗи учурни өзиниң хусусий адресида ортақлашти.

әрдоғанму ортақлашқан тивиттер учури әрәбчә йезилған «бисимиллаһиррәһманиррәһим» дегән хәтни өз ичигә алиду.

бу җәрйанда айасофйаи кәбир җамии шәрифниң тивиттер адресидики қолланғучиниң туғулған күни дегән йәргә истанбул пәтһи қилинған «29- май» күниниң йезилиши диққәтни тартти.

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис әрдоған тивиттер адрисида айасофйаниң фото – сүрәтлиригә қошуп җүмә күни тәбрик учури ортақлашти؛

әрдоғанниң «хәйрлик җүмәләр» темилиқ учури айасофйаи кәбир җамии шәрифниң фото – сүрәтлири билән бирликтә һәмбәһирләнди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر