б д т ашлиқ вә йеза игилики тәшкилати, йавропа иттипақи вә түрк кеңиши бозқирни тәбриклиди

б д т ашлиқ вә йеза игилики тәшкилатиниң баш директори чү доңйү, йавропа иттипақи вә түрк кеңиши түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң рәиси баш әлчи волқан бозқирниң б д т омумий кеңишиниң рәисликигә сайланғанлиқини тәбриклиди.

1439386
б д т ашлиқ вә йеза игилики тәшкилати, йавропа иттипақи вә түрк кеңиши бозқирни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: у, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «түркийәдин волқан бозқир әпәндимниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң рәисликигә сайланғанлиқини қизғин тәбрикләймән. муһим ишлар күнтәртип маддилириңлар, б д т ашлиқ вә йеза игилики тәшкилатиниң алдинқи пиланидики күнтәртип маддилириға мас келиду.»

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борелму бу һәқтә елан қилған йазма байанатида мундақ деди: «йавропа иттипақи волқан бозқир әпәндимниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң рәисликигә сайланғанлиқини қизғин тәбрикләйду.»

малайшийа ташқи ишлар министири һисамуддин һүсәйин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «олқан бозқир әпәндимниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң рәисликигә сайланғанлиқини қизғин тәбрикләймән.»

түрк кеңишиниң баш катипи бағдад әмрейевму, баш әлчи волқан бозқирниң көп санлиқниң авази билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң рәисликигә сайланғанлиқини қизғин тәбриклиди.

волқан бозқир, 193  дөләткә вәкиллик қилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишида өткүзүлгән сайламда, 178 дөләтниң қоллишиға еришип, омумий кеңәшниң 75 – нөвәтлик рәисликигә сайланди.

түркийәдин бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң рәисликигә сайланған тунҗи шәхс болған бозқир, 15 – сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 74 – нөвәтлик омумий кеңишиниң рәиси бандедин вәзипә тапшуравалиду, һәмдә 2021 – йили сентәбиргичә вәзипә өтәшни давамлаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر