түркийә мавританийәгә маска йардәм қилди

түрк қизилай җәмийити, мавританийәгә вухән вируси (ковид – 19) ға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә 19200 маска йардәм қилди.

1417682
түркийә мавританийәгә маска йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң нувакшутта турушлуқ баш әлчиси җәм каһйаоғлу, 19200 маскини мавританийә баш министирлиқ вә сәһийә министирлиқи әмәлдарлириға мурасим өткүзүп тапшуруп бәрди.

ғәрбий африқа дөлити мавританийәдә һазирғичә 2 адәм йуқум сәвәбидин қаза қилди, 16 адәмдә йуқум байқалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر