әрдоған бәшшар әсәдниң идлибқа қилған һуҗумини әйиблиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған сүрийәниң идлиб райониға қилған һуҗумлириниң, бәшшар әсәд һакимийитиниң уруш тохтитишқа мунасивәтлик бесилған қәдәмгә бойсунмайдиғанлиқиниң наһайити очуқ испати икәнликини ейтти.

1342783
әрдоған бәшшар әсәдниң идлибқа қилған һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җүмә намизидин кейин, мухбирларниң күнтәртип мәсилилири тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

у сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитиниң идлибқа қилған һуҗуми үстидә тохтилип: «бу, һакимийәтниң уруш тохтитишқа мунасивәтлик бесилған қәдәмгә бойсунмайдиғанлиқиниң наһайити очуқ испати. бу мәсилиләрни русийә пирезиденти владимир путин билән әтраплиқ музакирә қилимиз. идлибниң нөвәттики вәзийити зор қийинчилиқларни пәйда қилмақта» деди.

у сүрийәдә түркийәниң үч әскириниң шеһит қилинған һуҗум тоғрисида: «буни җавабсиз қоймаймиз. буниң бәдилини наһайити еғир төләткүзимиз. берлин йиғини асаслиқи ливийә мәсилисини музакирә қилиду, биран мән идлиб мәсилисиниму күнтәртипкә елип келишни ойлишиватимән» деди.

у ливийәдики уруш тохтитиш вә берлиндә өткүзүлидиған конферанс һәққидә тохталғанда: «ливийәдики қораллиқ күчләрниң башлиқи һафтәр дегән бу киши, ишинишкә болидиған киши әмәс. тириполини бомбардиман қилишни давам қиливатиду. берлиндә бу мәсилини музакирә қилимиз. бәргән вәдилиригә әмәл қилишини үмид қилимән» деди.

германийә баш министири ангела меркел 19-йанвар (2020) берлиндә өткүзүлидиған ливийә конферансиға, һәр қайси дөләт вә һөкүмәт башлиқлирини тәклип қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر