чавушоғлу германийә ташқи ишлар министириға җаваб қайтурди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу германийә ташқи ишлар министири һейко маасниң сөзлиригә җаваб қайтурди.

1294695
чавушоғлу германийә ташқи ишлар министириға җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, германийә ташқи ишлар министири һейко маасниң шәнбә күни түркийәгә қилидиған зийарити һарписида аммити таратқулардики сәһиписидә түркийә һәққидә қилған сөзлиригә җаваб қайтуруп мундақ деди: «министир маас сизниң түркийәдә зийарәттә болушиңиздин интайин хурсәнмән, ишикимиз сизгә һәмишә очуқтур. лекин сиз дөлитимиз һәққидә налайиқ гәпләрни қилмаслиқиңиз керәк, түркийәгә дәрс беришкә урунидиғанларға тегишлик җаваб қайтурулидиғанлиқини һәммә билиши лазим.»

маас аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, шәнбә күни түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәни көп җәһәттин тәнқид қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر